фирансийәлик даешчи айал әнқәрәдә тутулди

террорлуқ тәшкилати даеш әзаси болғанлиқи сәвәблик хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилати тәрипидин «қизил рәңлик тутуш буйруқи» чиқирилған фирансийәлик айал пайтәхт әнқәрәдә сақчи әтрәтлири тәрипидин тутулди.

1588810
фирансийәлик даешчи айал әнқәрәдә тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: әнқәрә җамаәт хәвпсизлики баш идариси терроризмға қарши күрәш бихәтәрлик ишлири башқармиси әтрәтлири, тәкшүрүш нәтиҗисидә, дөлитидин айрилип, даешниң сепигә қетилған вә  хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилати тәрипидин «қизил рәңлик тутуш буйруқи» чиқирилған фирансийәлик айал сараһ талибниң әнқәрәдә икәнликини ениқлап чиқти, андин йеқиндин тәқиб қилиш давамида, дөлитигә қайтиш үчүн фирансийә әлчиханисиға кетиватқанда, әлчиханиниң 200 метир йирақлиқида қолға чүшүрди.

игилинишичә, терроризмға қарши күрәш бихәтәрлик ишлири башқармисиға елип берилған талиб, рәсмийәтлириниң тамамлинишидин кейин, чеградин қоғлап чиқирилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر