италийәниң конгодики баш әлчиси һуҗумға учрап қаза қилди

конго демократик җумһурийитидики бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) аптомобиллириға қилинған һуҗумда италийә баш әлчиси лука аттанасийо билән бир италийә әскири қаза қилди.

1588446
италийәниң конгодики баш әлчиси һуҗумға учрап қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: италийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: « италийәниң конго демократик җумһурийитидә турушлуқ баш әлчиси лука аттанасийо билән бир италийә әскириниң қаза қилғанлиқини чоңқур қайғуруш ичидә җәзмләштүримиз дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта, һуҗумниң баш әлчи аттанасийо вә италийә жандарма әтритиниң бир әскири б д т тинчлиқ сақлаш қисимлириниң аптомобилида кетиватқанда йүз бәргәнликигә ишарәт қилинди.

италийә мәтбуатлиридики хәвәрләрдә, б д т аптомобил әтритигә қилинған һуҗум җәрйанида аптомобилдикиләрни гөрүгә елип қечишқа урунуш қилмишиниң йүз бәргәнликигә даир учурларға орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر