америка тутқундики пуқралирини қутулдуруш үчүн иран билән алақә орнатқанлиқини билдүрди

америка қошма иштатлири дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җәйк сулливан, иранда тутуп турулуватқан америкалиқларни қутқузуш тоғрисида теһран билән алақә орнатқанлиқлирини уқтурди.

1587987
америка тутқундики пуқралирини қутулдуруш үчүн иран билән алақә орнатқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси сулливан америка CBS қанилиниң зийаритини қобул қилғанда, йеқиндин буйанқи америка- иран мунасивити тоғрисида тохталди.

у иранда қамақта йетиватқан америка пуқралирини қутқузуш мәсилиси һәққидики өзгиришләрни тилға елип: «биз бу мәсилидә иранлиқлар билән алақилишини башлидуқ, иран бу мәсилигә техи җаваб қайтурмиди. биз америкалиқларниң наһәқ вә қанунсиз йоллар билән тутуп турулушини қобул қилмаймиз» деди.

җәйк сулливан йәнә, американиң иранниң йадро қоралиға еришишиниң алдини елиш ирадисиниң қәтий икәнликини сөзлиригә илавә қилди.

байдин һөкүмити иран билән йадро келишиминиң қайтидин ролини җари қилдуруши үчүн сөһбәтни башлашқа тәййар икәнликини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر