дунйада вирус сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 йерим милйонға йеқинлашти

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 2 милйон 478 миң 760 тин, йуқумланғанлар сани 111 милйон 988 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 87 милйон 351 миңдин ашти.

1588252
дунйада вирус сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 йерим милйонға йеқинлашти

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси сәвәбидин 511 миң 133 киши җенидин айрилған америкада, йуқумланғанлар сани 28 милйон 765 миң 423 тин ашти.

әнглийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 215 киши җенидин айрилди, 9 миң 834 киши йуқумланди. дөләттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 120 миң 580 гә, йуқумланғанлар сани 4 милйон 115 миң 509 ға чиқти.

италийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 232 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 95 миң 718 гә чиқти. охшаш вақитта, 13 миң 452 киши йуқумланди вә җәмий сан 2 милйон 809 миң 246 гә чиқти.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә 160 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 84 миң 306 гә чиқти. охшаш вақитта, 22 миң 46 киши йуқумланди вә җәмий сан 3 милйон 605 миң 181 гә чиқти.

асийа қитәсидә вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған һиндистанда йеқинқи 24 саәттә 72 киши җенидин айрилди, 13 миң 704 киши йуқумланди. буниң билән, вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 156 миң 418 гә, йуқумланғанларниң җәмий сани 11 милйон 5 миң 850 кә чиқти.

африқа қитәсидә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 101 миңдин ашти. җәмий йуқумланғанлар сани болса, 3 милйон 850 миң 713 кә чиқти.

африқа қитәсидә вухән вируси билән йуқумланғанлар сани җәһәттә җәнубий африқа, маракәш, тунис, мисир, ефийопийә вә нигерийә алдинқи орунда турди. риванда, маракәш, алҗирийә, мисир, сейшел араллири, мавритийус вә еквадор қатарлиқ дөләтләр кәң көләмлик ваксина әмләшни башлиди.

йапонийәдә вухән вируси сәвәбидин 7 миң 417 киши җенидин айрилди, 424 миң 507 киши йуқумланди. алий мәктәпләрдә оқуватқан 5 миң 800 оқуғучиниң 2020-йили апрелдин декабирғичә болған мәзгилдә вухән вируси сәвәбидин оқуштин тохтиғанлиқи йаки чекингәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر