дунйа сәһийә тәшкилати: 2021-йили вухән вируси йили болиду

дунйа сәһийә тәшкилати вухән вируси (Kovid-19) ниң 2022-йилиниң башлирида түгәйдиғанлиқини вә әң начар сенарийәниң арқида қалғанлиқини елан қилди.

1587996
дунйа сәһийә тәшкилати: 2021-йили вухән вируси йили болиду

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң йавропа директори доктор ханс клуг (Hans Kluge) данийә дөләтлик радийоси (DR) ға байанат берип, 2021-йилиниң «вухән вируси йили» болидиғанлиқини, әмма 2020-йилиға селиштурғанда тәмкинлик билән тизгинлигили болидиғанлиқини билдүрди.

у әң начар сенарийәниң арқида қалғанлиқини, вирус тунҗи тарқилишқа башлиған 2020-йилиға селиштурғанда вирус тоғрисида техиму көп учурға игә икәнликлирини әскәртти.

у вухән вирусиға мунасивәтлик йүз бәргән вәқәләрни һечкимниң алдин биләлмәйдиғанлиқини билдүрүп, өзиниң пәрәзлири тоғрисида мундақ деди:

«2022-йилиниң бешида йуқумни ахирлишиду дәп ойлаймән.»

у йәнә мундақ деди:

«вирус мәвҗут болиду, бирақ чәклимиләргә еһтийаҗлиқ болимиз дәп ойлимаймән. бу кишини үмидләндүридиған хәвәр.»

у вухән вирусиниң йеңи түри тоғрисида тохталғанда, вирусниң түрини өзгәртишиниң нормал икәнликини, йуқумланған кишигә маслишишқа тиришидиғанлиқини, шундақтиму тез тарқилишиниң өзлирини әндишәләндүрүватқанлиқини қәйт қилди.

у вухән вирусиниң әң тез тарқилидиған түрлириниң сүрити сәвәбидин ваксиналарниң үнүминиң қанчилик болидиғанлиқини йеқиндин көзитиватқанлиқлирини, зөрүр тепилғанда, ваксиналарни йеңи түр вирусқа қарита тәңшәшниң мумкинликини, шуңа йеңи түр вируслар үчүн башқидин ваксина йасашқа керәк йоқлуқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر