доналд трамп ақсарайдин айрилғандин кейин тунҗи қетим хәлққә хитаб қилидиған болди

американиң сабиқ пирезиденти доналд трамп ақсарайдин айрилғандин кейин тунҗи қетим хәлққә нутуқ сөзләйдиған болди.

1587560
доналд трамп ақсарайдин айрилғандин кейин тунҗи қетим хәлққә хитаб қилидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: америка сийаситини йеқиндин көзитип келиватқан«The Hill » хәвәрләр тори, «трамп ақсарайдин айрилғандин буйан тунҗи қетим хәлққә нутуқ сөзләйду» сәрләвһилик хәвәргә алаһидә орун аҗратти.

доналд трампниң филорида шитатиниң орландо шәһиридә мушу ай өткүзүлидиған консерватиплар сийасий һәрикити җәмийити (CPAC) ниң йиллиқ йиғинида нутуқ сөзләйдиғанлиқи билдүрүлди, әмма йиғинниң конкрет вақти һәққидә ениқ мәлумат берилмиди.

бир қанчә һәптидин кейин тунҗи қетим камера алдида сөз қилмақчи болған трампниң демократчилар партийәсиниң сийасити вә консерватиплар һәрикитиниң кәлгүси һәққидә сөз қилиши мөлчәрләнмәктә.

америка консерватиплар бирләшмиси саһибханлиқ қилидиған йиғинда, трампниң пиланланған нутуқида, болупму америка пирезиденти җо байденниң кәчүрүм қилиш сийасити вә чегра сийасәтлирини һуҗум нишани қилидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر