йавропа иттипақи билән нато американи русийә вә хитайға қарши бирликтә һәрикәт қилишқа чақирди

шималий атлантик әһди тәшкилати билән йавропа иттипақи америка қошма иштатлирини һәмкарлиқни йәниму күчәйтип, русийә билән хитайға қарши бирликтә һәрикәт қилишқа чақирди.

1587285
йавропа иттипақи билән нато американи русийә вә хитайға қарши бирликтә һәрикәт қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг, йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлез мишел  вә йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула вон дер лейен, видео конферанс васитиси арқилиқ чақирилған «мийунхен бихәтәрлик конферанси» да сөз қилди.

столтенберг, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин вә шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән бу йил бирйусселда башлиқлар йиғини чақириш вә «йеңи трансатлантик күнтәртип» бекитишни төт көз билән күтүватқанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, йеқинқи йилларда йавропа билән америка қошма иштатлири оттурисида бәзи пикир охшимаслиқлириниң көрүлгәнликини тәкитләп мундақ деди: «әмди техиму күчлүк бир иттипақдашлиқ мунасивити орнитиш үчүн, қайтидин ишәнч һасил қилиш вә һәмкарлиқимизни күчәйтиштә алдимизда тарихий пурсәт бардур.»

у, йавропа билән шималий американиң алдида зор хирисларниң барлиқини, буларни хитайниң қәд көтүрүши, илғар тор һуҗумлири, вәйран қилиш характерлик технологийәләр, килимат өзгириши, русийәниң муқимсизлиқ һәрикәтлири вә  террорлуқ паалийәтлири тәриқисидә тилға елип, «һечқандақ бир дөләт һечқандақ бир қитәдә бу хирисларға қарши өз алдиғила күрәш қилалмайду» деди.

йавропа билән шималий американиң һакиммутләқ күчләр тәрипидин тәһдит селиниватқан пиринсиплиқ хәлқараиқ тәртипни қоғдиши керәкликини тәкитлигән столтенберг, мундақ дәп көрсәтти: ««хитай билән русийә өз мәнпәәти үчүн сәпәр пиринсипини қайта йезишқа урунуватиду. хитайниң қәд көтүрүши, бихәтәрлик, параванлиқ вә турмуш усулимизға елип кәлгүси нәтиҗиләр җәһәттин трансатлантик  җәмийәтлиримиз үчүн наһайити муһим бир мәсилә. шу вәҗидин, шималий атлантик әһди тәшкилати, австралийә вә йапонийә қатарлиқ йеқин һәмраһлири билән мунасивәтлирини мустәһкәмлиши вә дунйа миқйасида йеңи иттипақдашлиқ мунасивәтлирини орнитиши керәк.»

йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлез мишел болса, йавропа иттипақи билән америка қошма иштатлириниң қиммәт өлчәмлири, параванлиқ вә тәсир күчини қоғдаш һәм күчәйтиш үчүн тиришчанлиқ көрситишиниң зөрүрлүкини тәкитләш билән бир вақитта, болупму «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш, сода, дигитал тәрәққийат, муһит сийаситигә өтүш вә адил баҗ елиш қатарлиқ мәсилиләрниң муһимлиқиға ишарәт қилди, һәмдә йавропа иттипақиниң америка қошма иштатлири билән күчлүк һәм ишәнчилик шериклик мунасивити орнитишни үмид қилидиғанлиқини әскәртип мундақ деди: «келиңлар, шерикчиликимизни техиму гүзәл бир дунйаниң күч мәркизигә айландурайли, тәкрар американи қарши алимиз.»

йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула вон дер лейен болса, «ковид – 19» йуқуми басқучидин кейин йәр шари характерлик күнтәртипни килимат өзгиришиниң бәлгиләйдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «килимат өзгиришигә қарши күрәштә мувәппәқийәткә еришәлишимиз үчүн башқа дөләтләргиму еһтийаҗимиз бар.»

у, америка қошма иштатлирини йавропа иттипақи билән дигитал иқтисад мәсилисидә қанун - бәлгилимә түзүшкә чақирип мундақ деди: «хитай ‹ковид – 19› йуқумиға қаримай, 2020 – йили көрүнәрлик тәрәққий қилди, русийә болса, дөләт ичи - сиртида қанун – бәлгилимиләрни дәпсәндә қилишни давамлаштурди, шуңа, йавропа иттипақи билән америка қошма иштатлири иттипақдаш вә ишәнчилик шерикләрдин болуш сүпити билән һәмкарлиқни йәниму күчәйтишши шәрт.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر