әнглийә билән канада бирма һәрбий әмәлдарлириға ембарго йүргүзүшни қарар қилди

әнглийә билән канада бирмада һәрбий өзгириш қозғиған әмәлдарларға қарши ембарго йүргүзүшни қарар қилди.

1587005
әнглийә билән канада бирма һәрбий әмәлдарлириға ембарго йүргүзүшни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә бирма армийәси вә сақчилириниң йашаш һоқуқи, йиғилиш вә пикир әркинлики қатарлиқ асасий кишилик һоқуқларға хилаплиқ қилип, қалаймиқан адәм тутқанлиқи үчүн, һәрбий өзгириш қозғиған әмәлдарларға ембарго йүргүзүшни қарар қилди.

канада ташқи ишлар министирлиқиму бирмада һәрбий өзгириш қозғиған йуқири дәриҗилик тоққуз генералға ембарго йүргүзүшни қарар қилди.

бирмада һәрбий өзгиришкә вә хәлқ тәрипидин сайламған һөкүмәт әзалириниң қолға елинишиға қарши чиққан намайишчилар, әнглийә билән канаданиң һәрбий өзгириш қозғиған һәрбийләргә ембарго йүргүзгәнликини қарши алди.

намайишларни тәшкиллигүчиләрдин бири болған синзар шунлей йи (Thinzar Shunlei Yi) твиттерда байанат елан қилип, канада билән әнглийәниң бирма армийәсиниң йуқири дәриҗилик мәсуллириға ембарго йүргүзүш қараридин мәмнунлуқ һес қилғанлиқини билдүрди.

у: «башқа дөләтләрниңму бирмадики һәрбий өзгиришкә буниңға охшаш җаваб қайтурушини күтимиз» деди.

у йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлириниң 2021-йили 22-февралдики йиғинидин, бирма армийәсигә ембарго йүргүзүш қарариниң чиқишини күтидиғанлиқлирини әскәртти.

һәрбий өзгиришкә қарши чиққан намайишчилар, иҗтимаий таратқуларда ембарго қарари үчүн әнглийә билән канадаға тәшәккүр ейтип учур һәмбәһирлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر