хитай пиланлиқ туғутни пүтүнләй әмәлдин қалдурушқа тәййарланди

хитай һөкүмити төвәнләватқан туғут нисбитини өстүрүш үчүн бәзи өлкиләрдә пиланлиқ туғут вә пәрзәнт көрүшкә қойулған чәклимигә мунасивәтлик сийасәтни әмәлдин қалдурушқа тәййарланмақта.

1587141
хитай пиланлиқ туғутни пүтүнләй әмәлдин қалдурушқа тәййарланди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай дөләтлик сәһийә комитети пиланлиқ туғут тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, дөләтниң кона санаәт райони болған шәрқий шималдики хейлоңҗйаң, җилин вә лйавниң өлкилиридә пиланлиқ туғут сийаситини әмәлдин қалдурушниң иқтисад, иҗтимаий муқимлиқ вә асасий җамаәт хизмәтлиригә көрситидиған тәсирини тәкшүрүш үчүн тәтқиқат елип берилиши мумкинлики қәйт қилинди.

йуқиридики өлкиләрдики йаш нопусниң башқа шәһәрләргә ишләш үчүн кетидиғанлиқи вә буниң райондики иқтисадий система, санаәт қурулмиси вә иҗтимаий сийасәтләргә тәсир көрситидиғанлиқи әскәртилгән байанатта, пиланлиқ туғут сийасити өзгәргән әһвалда нопусниң көпийиши вә бу елип келидиған иҗтимаий хәтәрләрниң анализ қилиниши керәклики қәйт қилинди.

хейлоңҗйаң, җилин вә лйавниң өлкилиридә елип берилидиған тәтқиқатниң, нопус сийаситиниң пүтүнләй әмәлдин қалдурулуши мәсилисидә «синақ пирограмма» болуп қелиши пәрәз қилинмақта. 2015-йили хитайда йолға қойулған «бир пәрзәнтлик болуш» сийасити әмәлдин қалдурулуп, «икки пәрзәнтлик болуш» сийасити йолға қойулған болсиму, йеңи туғулған бовақ саниниң көпийишигә тәсир көрситәлмигән. йеқинқи бәш йилдин буйан туғут нисбити изчил төвәнлигән.

 

пиланлиқ туғут сийасити хитайда тез көпийиватқан нопусни контрол қилиш үчүн 1970-йилларда қәдәмму қәдәм йолға қойулған болуп, шәһәрләрдики аилиләргә бир пәрзәнтлик болуш сийасити иҗра қилинған иди. йеза нопусидикиләргә болса, биринчи пәрзәнти қиз болған әһвалда иккинчи пәрзәнти болушқа рухсәт қилинған иди.

хитай сийасий бийуросиниң 2017-йилидики доклатиға асасланғанда, дөләт нопусиниң төттин бириниң оттуричә йеши 2030-йилиға барғичә 60 йаш вә униңдин йуқири болидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر