бирмада бир намайишчи җенидин айрилди

бирмадики һәрбий өзгириш вә хәлқ тәрипидин сайланған һөкүмәт әзалириниң қолға елинишиға қарши өткүзүлгән намайишларда, бир намайишчи бешиға хәвпсизлик қисимлири атқан пластик оқниң тегиши сәвәбидин җенидин айрилди.

1587001
бирмада бир намайишчи җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: бирма пайтәхтидә 2021-йили 9-феврал өткүзүлгән намайишларда баш қисмидин еғир йариланған 20 йашлиқ мйа свате хәйиң (KhaingThwate Mya) дохтурханида қутқузуш үнүм бәрмәй җенидин айрилди.

мйа свате хәйиң 2021- йили 6-февралдин тартип давамлишиватқан һәрбий өзгиришкә қарши башланған кәң көләмлик намайишларда хәвпсизлик тармақлириниң оқ чиқириши сәвәбидин җенидин айрилған биринчи намайишчи болди.

бирмада намайишлар давамлишиватқан пәйтләрдә, һәрбий һөкүмәтниң намайишларға қарши тәдбирләрни күчәйтип, шәһәрләргә техиму көп әскәр йөткәватқанлиқи илгири сүрүлди.

б д т мустәқил мупәттиши том андҗус (Tom Andrews) бирма сақчилириниң намайишларниң алдини елишта қийниливатқанлиқини, шуңа армийәдин йардәм тәләп қилғанлиқини билдүрди.

у бирма армийәсиниң араканға охшаш нопуси көп шәһәрләргә орунлишиватқанлиқини билдүрүп: «бирма хәлқи армийәниң немә қилалайдиғанлиқини билиду. бу сәвәбтин, әскәрләрни шәһәргә орунлаштуруш мени җиддийләштүрүватиду» деди.

у хәлқниң һәрбий өзгиришкә күткәндин қаттиқ инкас қайтурғанлиқини билдүрүп, армийә вәзийәткә қол тиққанда җиддийчиликниң техиму күчийиши мумкинликини қәйт қилди.

бирма армийәси өзигә йеқин сийасий гуруппиларниң 2020-йили 8-нойабир өткүзүлгән сайламларда сахтипәзлик қилинғанлиқини илгири сүрүши вә дөләттә күчәйгән җиддийчилик сәвәбидин 2021-йили 1-феврал һөкүмәтни өткүзүвалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر