американиң филаделфийә шәһиридә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

америка пенсилванийә иштатиниң филаделфийә шәһиридә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип йәттә адәм йариланди.

1586025
американиң филаделфийә шәһиридә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик мәнбәләр, филаделфийәниң шималидики олний аммиви қатнаш мәркизигә йеқин җайда қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнликини уқтурди.

һуҗумда йәттә кишиниң йариланғанлиқи уқтурулған болсиму, әмма балнистқа елинған йаридарлар тоғрисида һечқандақ тәпсилат берилмиди.

бу вәқәгә четишлиқ бир гумандариниң қолға елинғанлиқи елан қилинди.

сақчиларниң нәқ мәйдандин икки қорални қолға чүшүргәнлики, һуҗумға мунасивәтлик тәкшүрүшниң давам қиливатқанлиқи билдүрүлди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر