америка дунйа сәһийә тәшкилатиға болған қәрзини төләйдиғанлиқини билдүрди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен дунйа сәһийә тәшкилатиға болған 200 милйон доллардин артуқ қәрзини мушу айниң ахирлири төләйдиғанлиқлирини җакарлиди.

1585811
америка дунйа сәһийә тәшкилатиға болған қәрзини төләйдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: блинкен, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң «ковид – 19» йуқуми вә ваксиниға баравәрлик асасида еришиш мәсилиси музакирә қилинған йиғинида қилған сөзидә, америка қошма иштатлириниң «ковид – 19 йуқуми» ваксиниси тәтқиқ қилип йасаш вә тарқитишта, дунйа миқйасида шериклири билән бирликтә һәрикәт қилидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәштә вә техиму күчлүк сәһийә системилири бәрпа қилишта дунйа сәһийә тәшкилатиниң ойнайдиған ролиниң наһайити муһимлиқини, америка қошма иштатлириниң, дунйа сәһийә тәшкилатиниң йәр шари характерлик ваксина пилани болған «ковид – 19 йуқуми» ваксиниси пирограммиси  (COVAX) ға иқтисадий җәһәттин йардәм беришни пиланлаватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «америка қошма иштатлири дунйа сәһийә тәшкилатиға болған 200 милйон доллардин артуқ қәрзини мушу айниң ахирлири төләшни пиланлимақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر