уғур шаһин: йуқум алдимиздики он йил бойичә мәсилә болушни давамлаштуриду

вухән вируси (ковид – 19) ваксинисини тәтқиқ қилип йасап чиққан германийә бийотехника ширкити — ниң қурғучи шерики, пирофессор доктор уғур шаһин йуқум вә ваксина тоғрисида муһим сөз қилди.

1585130
уғур шаһин: йуқум алдимиздики он йил бойичә мәсилә болушни давамлаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси (ковид – 19) ваксинисини тәтқиқ қилип йасап чиққан германийә бийотехника ширкити — <бионтек> ниң қурғучи шерики, пирофессор доктор уғур шаһин вирусниң кәлгүси 10 йилда мәсилә болушни давамлаштуридиғанлиқини байан қилип: «биз 10 милйондин артуқ адәмни ваксина билән тәминлидуқ, бирақ йәнә қолға кәлтүрүлидиған нурғун ишлар бар. ваксинимизни пүткүл дунйадики инсанларға йәткүзүшни халаймиз» деди.

дунйа банкиси билән хәлқара пул фонди тәшкилатиниң түрк хизмәтчилири җәмийити, <бионтек> ниң қурғучиси уғур шаһин вә рәпиқиси доктор өзләм түрәҗиниң иштирак қилиши билән «тарқилишчан зукамни йеңиштә хәлқараниң  һәмкарлиқи» дегән темида син йиғини уйуштурди.

уғур шаһин вирусқа қарши туруштики һәмкарлиқниң муһимлиқини тәкитләп: «бу вирусниң биз билән турушни давамлаштуридиғанлиқи наһайити ениқ, бу пәқәт 2021- вә 2022- йилиниң өткүнчи мәсилиси әмәс. бәлки кәлгүси 10 йилниң мушәққәтлик мәсилиси» деди.

ваксинаниң тарқитилиши вә ишлитилишидә баравәрликкә капаләтлик қилишни халайдиғанлиқини байан қилған өзләм түрәҗиму хәлқара һәмкарлиқниң бу җәһәттики әһмийитини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر