нигерийәдә бир йатақлиқ мәктәп қораллиқ унсурларниң һуҗумиға учриди

нигерийәниң нигер өлкисигә қарашлиқ кагара районидики бир йатақлиқ мәктәп қораллиқ унсурларниң һуҗумиға учриди.

1585386
нигерийәдә бир йатақлиқ мәктәп қораллиқ унсурларниң һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: қораллиқ унсурлар нигерийәниң нигер өлкисигә қарашлиқ кагара районидики бир йатақлиқ мәктәпкә һуҗум қилип, (дәсләпки тәкшүрүш нәтиҗисигә қариғанда) 26 оқуғучи билиән төт оқутқучини гөрүгә елип қачти.

кагара өлкилик илим- пән иниститутиниң әмәлдари әбубәкир баба өмәр, һазирчә кимлики ениқлиналмиған қораллиқ унсурларниң бүгүн әтигәндә бир йатақлиқ мәктәпкә һуҗум қилип, 26 оқуғучи билән төт оқутқучини гөрүгә елип қачқанлиқини билдүрди.

һуҗум җәрйанида нурғун оқуғучиларниң қечип қутулалиғанлиқини билдүргән өмәр, районға бихәтәрлик қисимлириниң әвәтилгәнликини әскәртти.

қечип қутулған оқуғучилардин муһәммәд абдуллаһи қораллиқ унсурларниң һәрбий форма кийивалғанлиқини вә һуҗум җәрйанида қаттиқ қол муамилигә учриғанлиқлирини билдүрди.

абдуллаһи тутқун қилинған оқуғучиларниң балдуррақ қутулушини үмид қилидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر