бабта аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

сүрийәниң шималидики баб наһийәсидә аптомобил бомба һуҗуми йүз берип бир пуқра җенидин айрилди.

1585374
бабта аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң шималидики баб наһийәсидә йүз бәргән террорлуқ һуҗумидә дәсләпки тәкшүрүшләргә асасланғанда, бир киши қаза қилди, үч киши йариланди.

от өчүрүш хадимлири партлаш пәйда қилған от апитигә мудахилә қилди.

партлаш әтраптики дукан вә аптомобилларғиму зийан йәткүзди.

нәқ мәйданда тәкшүрүш елип барған йәрлик хәвпсизлик күчлири диққитини һуҗумни бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ниң садир қилған болуш еһтималлиқиға мәркәзләштүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر