афғанистанда йүз бәргән бомба һуҗуми сақчиларниң җениға замин болди

афғанистанниң шималидики фәрйаб вилайтиниң алмар наһийәсидә йүз бәргән бомба һуҗуми 7 сақчиниң җениға замин болди.

1584781
афғанистанда йүз бәргән бомба һуҗуми сақчиларниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: фәрйаб вилайәтлик җамаәт хәвпсизлики баш идариси байанатчиси абдулкерим йуришниң билдүрүшичә, алмар наһийәси мәркизидә йол четигә орунлаштуруп қойулған бомба, сақчи аптомобили өтүп кетиватқанда партлитилған, партлашта 7 сақчи җенидин айрилған.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر