б д т сомалилиқларға йардәм тоғрулуқ чақириқта болди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати бу йил 5 милйон 900 миң сомалилиққа йардәм бериш үчүн 1 милйард доллар лазимлиқини уқтурди.

1584447
б д т сомалилиқларға йардәм тоғрулуқ чақириқта болди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханиси тәрипидин елан қилинған байанатта, су, чекәткә вә қурғақчилиқ апәтлири, һәмдә «ковид – 19» йуқуми қатарлиқ сәвәбләр түпәйли, сомалидики 2 милйон 700 миң кишиниң ачарчилиқ хәвипигә дуч келиватқанлиқи әскәртилди.

2 милйон 600 миң сомалилиқниң тәбиий апәтләр вә тоқунушлар сәвәбидин өй-маканлиридин айрилип қалғанлиқи қәйт қилинған байанатта, бу йил 5 милйон 900 миң кишиниң инсанпәрвәрлик йардимигә моһтаҗ икәнлики оттуриға қойулди.

дөләтниң сомалиланд, понтланд, галмудуг вә җубаланд өлкирилидә суниң еғир дәриҗидә кәмчил болуватқанлиқи билдүрүлгән байанатта, инсанпәрвәрлик мудахилә үчүн, бу йил хәлқаралиқ шерикләрдин тәхминән 1 милйард доллар тәләп қилинидиғанлиқи тәкитләнди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә шериклири, бултур бу дөләттә 820 милйон доллар инсанпәрвәрлик йардәм хизмити ишлигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر