вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрдә төвәнләш көрүлгән

дунйа сәһийә тәшкилати йеқинқи бир һәптидә дунйадики охшимиған алтә районда вухән вируси (Kovid-19) ға мунасивәтлик вәқәләрдә %17 төвәнләш көрүлгәнликини елан қилди.

1583959
вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрдә төвәнләш көрүлгән

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрдә төвәнләш көрүлгәнликини елан қилди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, төт һәптидин буйан вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрдә төвәнләш көрүлгән.

йеқинқи бир һәптидә, вухән вирусиға мунасивәтлик 3.15 милйон вәқә қәйт қилинған болуп, илгирики бир һәптигә селиштурулғанда %17 лик төвәнләш көрүлгән. бу сан әнглийәдә %25, америкада %20 вә биразилийәидә %10 болған.

бирақ, вухән вирусиниң йеңи түриниң оттуриға чиқишиниң, вабаниң йүзлинишигә сәлбий җәһәттин тәсир қилишидин әндишә қилинмақта. чүнки вирусниң охшимиған түрлириниң, болупму бир қанчисиниң йуқири дәриҗидә тарқилишчан икәнлики елан қилинди.

бу вухән вируси ваксиналири үнүминиң төвән болуш еһтималлиқи тоғрисида әндишәләрни күнтәртипкә елип кәлди.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر