америкада бир амбулаторийә һуҗумға учриди

америка қошма иштатлириниң миннесота иштатидики бир амбулаторийәгә қилинған қораллиқ һуҗумда 5 адәм йариланди.

1580698
америкада бир амбулаторийә һуҗумға учриди

 түркийә авази радийоси хәвири: буффало сақчи идарисиниң билдүрүшичә, 67 йашлиқ әр зораван амбулаторийәгә қораллиқ һуҗум қилған, һуҗумда 5 киши йариланған, грегорий улрич исимлик зораван қолға елинған.

алақидар тармақларниң билдүрүшичә, амбулаторийәниң каридоридин вә зораван турған меһманханидин гуманлиқ оралмилар тепилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر