сүрийәниң баб наһийәсигә башқурулидиған бомба чүшти

сүрийәниң шималиға җайлашқан баб наһийәсигә қарашлиқ тәрһин райониға балистик бшқурулидиған бомба чүшти. дәсләпки мәлуматларға қариғанда, һуҗумда икки пуқра җенидин айрилған, алтә пуқра йариланған.

1580765
сүрийәниң баб наһийәсигә башқурулидиған бомба чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн (2021-йили 9-феврал) кәчтә баб наһийәсиниң шәрқий шималидики тәрһин райониға, әң аз дегәндә алтә данә балистик башқурулидиған бомба чүшти.

дәсләпки ениқлашларда, һуҗумда икки пуқра җенидин айрилди, алтә пуқра йариланди. балистик башқурулидиған бомбиларниң кимләр тәрипидин етилғанлиқи һазирчә ениқ әмәс. һуҗумда йариланғанлар әтраптики дохтурханиға апирилди. нәқ мәйданға нурғун от өчүрүш аптомобиллири әвәтилди.

җенидин айрилған вә йариланғанлар саниниң көпийишидин әндишә қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر