берманиң бир қанчилиған шәһәрлиридә һәрбий һакимийәткә қарши намайишлар башланди

берманиң нопуси әң көп шәһири йаңгонда мәйданға йиғилған миңлиған киши, сийасий өзгириштин илгири қолға елинған сабиқ ташқи ишлар министири вә дөләтниң әмәлий рәһбири аң сан су чини қоллап намайиш өткүзди.

1578694
берманиң бир қанчилиған шәһәрлиридә һәрбий һакимийәткә қарши намайишлар башланди

 

түркийә авази радийоси хәвири: намайишчилар су чиниң партийәси миллий демократик бирләшмиси (NLD) ға символ қилинған қизил шарларни көтүрүшүп,  «һәрбий мустәбитликни әмәс, демократийәни халаймиз» дегән шоарларни товлиди.

мавламин шәһиридә тәхминән 100 кишиниң сийасий өзгиришкә қарши кочиларға чиққанлиқи, мандалайдиму бир түркүм дохтурларниң аммивий итаәтсизлик һәрикити башлиғанлиқи билдүрүлди.

йаңгон шәһиридә түнүгүн миңлиған киши кочиға чиқип намайиш қилғандин кейин, һәрбий һөкүмәт дөләт миқйасида интернетни бир мәзгил тосушни қарар қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر