сүрийәниң шималида террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

сүрийәниң шималиға җайлашқан баб наһийәсидә йүз бәргән аптомобил бомба һуҗумида бир пуқра қаза қилди, төт пуқра йариланди.

1576303
сүрийәниң шималида террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси фират қалқини һәрикити (2016- йили 8- айдин 2017- йили 3- айғичә) арқилиқ террорчилардин халийлаштурған баб наһийәсиниң санаәт районида аптомобил бомба һуҗуми йүз берип, бир пуқра қаза қилди, төт пуқра йариланди.

партлаш пәйда қилған от апитигә райондики от өчүрүш хадимлири мудахилә қилди.

партлаш йеқин әтраптидики аптомобиллар билән дуканларға маддий зийан йәткүзди.

нәқ мәйданда тәкшүрүш елип барған йәрлик бихәтәрлик қисимлири, һуҗумниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г / п к к тәрипидин елип берилған болуш еһтимали барлиқини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر