бирма армийәси һәрбий өзгириш қозғиди

бирма армийәси һәрбий өзгириш қозғап, һөкүмәтни өткүзүвалғанлиқини вә дөләтни бир йил башқуридиғанлиқини җакарлиди.

1574870
бирма армийәси һәрбий өзгириш қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: бирма армийәсиниң һәрбий өзгиришидә, бирма пирезиденти вин мйинт (Win Myint) билән дөләт кеңишиниң башлиқи вә ташқи ишлар министири аң сан сучи тутқун қилинди.

қәйт қилинишичә, бирма армийәси байанат елан қилип, бүгүн (2021-йили 1-феврал) әтигәндә әмәлгә ашқан тутқун қилишлардин кейин, һәрбий өзгириш болғанлиқини, дөләткә армийә иштаб башлиқи мин аң хлайиң (Min Aung Hlaing) ниң һөкүмранлиқ қилидиғанлиқини, җиддий һаләт йүргүзүлгәнликини вә армийәниң дөләткә бир йил һөкүмранлиқ қилидиғанлиқини уқтурған.

бирма армийәси аң сан сучиниң партийәсиниң ғәлибиси билән ахирлашқан сайламда, сахтипәзлик қилинғанлиқини илгири сүргән иди. бирма парламентиниңму бүгүн ечилиши пәрәз қилинмақта иди.

бирмада һакимийәт бешидики дөләт демократийәси бирләшмиси(NLD)  ниң байанатчиси мйо нйунт (Myo Nyunt), пирезидент вин мйинт, сучи вә партийәниң башқа мәсуллириниңму әтигән тәрәптә армийә тәрипидин тутқун қилинғанлиқини елан қилған иди.

у өзиниңму қолға елинишини сақлап туруватқанлиқини әскәртип: «хәлқимизниң ойлашмастин қаршилиқ көрсәтмәсликини вә қанунларға уйғун һалда һәрикәт қилишини тәләп қилимиз» дегән иди.

бирма армийәси һөкүмәтни өткүзүвелип, һөкүмәт әзалирини тутқун қилғандин кейин, һакимийәт бешидики партийә хәлққә һәрбий өзгиришкә қарши чиқишни вә һәрбий диктаторлуққа өзгирип кетишкә рухсәт қилмаслиққа чақириқ қилди. аң сан сучи рәһбәрлик қиливатқан дөләт демократийәси бирләшмиси фәйсбук бетидә елан қилған байанатта, армийәниң һәрикитиниң қанунға хилап икәнликини, асасий қанун вә хәлқниң ирадисини йоққа чиқарғанлиқи тәкитләнди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر