кубада һәрбий тик учар айропилан қазаси йүз бәрди

кубаниң шәрқидики һолгуин шәһиридә һәрбий тик учар айропилан чүшүп кетип, 5 киши җенидин айрилди.

1574003
кубада һәрбий тик учар айропилан қазаси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә медиа оргини BBC ниң хәвәр қилишичә, куба инқилабий қораллиқ армийәси, һолгуин шәһиридин гуантанамоға қарап кетиватқан куба армийәсигә аит һәрбий тик учар айропиланниң чүшүп кәткәнликини, қазада тик учар айропиландики 5 кишиниң һәммисиниң өлгәнликини, армийә тәрәпниң қазаниң келип чиқиш сәвәбини тәкшүрүшкә башлиғанлиқини уқтурған.

кубада 2018 – йили йүз бәргән айропилан қазасидиму 112 киши һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر