б д т баш катипи ваксина әмләткүзди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш «ковид – 19 йуқуми» ваксиниси әмләткүзди.

1573726
б д т баш катипи ваксина әмләткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә 65 йаш вә 65 йаштин чоң кишиләр өлчимигә тошқан гутереш, тәсири күчлүк вә бихәтәр икәнликини намайән қилиш үчүн, «ковид – 19 йуқуми» ваксиниси әмләткүзди.

гутереш, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, «ковид – 19 йуқуми» ваксиниси әмләткүзгәндин кейин елан қилған байанатида, мундақ деди: «бүгүн ‹ковид – 19 йуқуми› ваксинисиниң тунҗи таблитини әмләткүзгәнликим үчүн интайин хушалмән һәм өзүмни толиму бәхтлик һес қилимән. һәммә кишини ваксина билән тәминлишимиз керәк, һәммимиз бихәтәр болғанға қәдәр һечбиримиз толуқ мәнидә бихәтәр болалмаймиз.»

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң байанатчиси степһан дуҗаррич, гутерешниң ваксина әмләткүзүш үчүн алдин вақит тәйинләп, башқиларға охшаш өчрәт сақлиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر