дунйаниң әң хәтәрлик хаккерлар шайкиси битчит қилинди

йавропа иттипақи сақчи тәшкилати — йавропол, америка қошма иштатлири вә нурғун йавропа дөләтлириниң бихәтәрлик қисимлири билән һәмкарлишиш арқилиқ «емотет» намлиқ йәршари хаккерлар шайкисини битчит қилди.

1572991
дунйаниң әң хәтәрлик хаккерлар шайкиси битчит қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи сақчи тәшкилати — йавропол йазма байанат елан қилип, дунйаниң һәрқайси җайлиридики карханиларға нәччә милйард доллар зийан салғанлиқи илгири сүрүлгән хаккерлиқ торини пүтүнләй вәйран қилинғанлиқини уқтурди.

байанатта, йавропол билән йавропа әдлийә һәмкарлиқини тәрәққий қилдуруш оргини бирликтә елип барған мәзкур зәрбә бериш һәрикитини голландийә, германийә, фирансийә , литва вә әнглийә сақчилириниң йеқиндин қоллиғанлиқиға ишарәт қилинди.

байанатта, йавропол вә йавро райони мутәхәссислириниң тор һуҗумида ишлитилидиған вә башқиларниң компйутерини йирақтин тизгинләш имканийитигә игә «емотет» намлиқ машина адәм армийәсини толуқ контроллуқи астиға алғанлиқи тәкитләнди.

америка федератсийә тәкшүрүш идариси— FBI му маслашқан бу қетимқи һәрикәт җәрйанида мәзкур шайкиниң канада пуқраси бир әзасиниң назарәт астиға елинғанлиқи қәйт қилинди.

назарәт астиға елинған кишиниң америкадики мәктәп, шәһәрлик һөкүмәт вә дохтурхана қатарлиқ органларниң компйутер мәшғулат системисини пассиплаштуруп, өзи бекиткән төләм төлинип болғучә ишләткүчиләрниң өз системисиға киришини чәклигәнлики билдүрүлди.

байанатта, назарәт астиға елинған шайка әзаси канада пуқрасиниң 500 миң долларлиқ шифирлиқ пул билән бирликтә қолға чүшкәнликигә даир учурларғиму орун берилди.


خەتكۈچ: #хаккер

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر