байдин һөкүмити трампниң қорал сетиш тохтамлирини тохтатти

америка ташқи ишлар министирлиқи алдинқи һөкүмәт башлиған һәрбий қорал-йарағ сетишлирини тохтатти.

1572737
байдин һөкүмити трампниң қорал сетиш тохтамлирини тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң бир мәсул әмәлдари: «министирлиқ йеңи һөкүмәткә тәкшүрүш пурсити йаритип бериш үчүн, чәт әлләргә қорал сетишлар вә бивастә сода сетишлири даирисидә сақлаватқан бәзи һәрбий техника өткүзүп бериш вә сетишларни вақитлиқ тохтатти» деди.

бу әһвалниң пирезидент алмашқанда нормал һадисә икәнликини билдүргән мәсул әмәлдар йәнә: «һөкүмәтниң очуқ-ашкарилиқ, йахши башқуруш вә америка қорал сетишлириниң қабилийәтлик, ортақ хизмәт қилалайдиған вә техиму күчлүк шериклик мунасивәтлири бәрпа қилишта истратегийәлик нишанлиримизға уйғун болуши керәклики мәсилисидә садиқ икәнликини көрситип бериду» деди.

мәзкур мәсул әмәлдар, буниң барлиқ қорал-йарағ сетишлирини өз ичигә алмайдиғанлиқини, әмма йеқинқи вақитта әрәб бирләшмә хәлипиликигә сетиш рухсити берилгән «F-35» вә башқа қорал системилири билән сәуди әрәбистанға охшаш нурғун дөләтләргә қарита тәстиқланған қорал-йарағ сетишларни өз ичигә алидиғанлиқини әскәртти.

сабиқ пирезидент доналд трамп һөкүмити вәзиписидин айрилиштин бурун, әрәб бирләшмә хәлипиликигә исираилийә билән түзгән мунасивәтлирини нормаллаштуруш келишиминиң бәдилигә «F-35» айропилани сетип беришни тәстиқлаш тоғрисида вәдә бәргән иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر