иран әрменийәниң земин пүтүнлүкини тәкитлиди

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф әрменийәниң земин пүтүнлүкиниң иранниң қизил сизиқи икәнликини ейтти.

1572288
иран әрменийәниң земин пүтүнлүкини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқи муһәммәд җәвад зарифниң әрменийә зийарити тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, муһәммәд җәвад зарифниң әзәрбәйҗан вә русийә зийаритидин кейин, әрменийәни зийарәт қилип, ташқи ишлар министири ара айвазйан билән көрүшкәнлики билдүрүлди.

икки министирниң көрүшүшидә, өзара мунасивәтләр вә районлуқ мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқи әскәртилгән байанатта, иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зарифниң, «әрменийәни өз ичигә алған барлиқ дөләтләрниң земин пүтүнлүки, мустәқиллиқи вә игилик һоқуқи интайин муһим. әрменийәниң земин пүтүнлүки иранниң қизил сизиқидур» дегәнлики қәйт қилинди.

көрүшүштә, әрменийә ташқи ишлар министири айвазйан икки дөләтниң йахши қошнидарчилиқ вә достлуқ мунасивәтлирини тәкитлиди.

у иранниң әрменийәниң төтинчи иқтисадий шерики икәнликини, шуңа мунасивәтләрни тәрәққий қилдурушниң муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

көрүшүш рамкисида йәнә, икки дөләт оттурисидики банкачилиқ, қатнаш, иран мәһсулатлириниң експорти вә арас дәрйасиға мунасивәтлик мәсилиләрниңму музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

муһәммәд җәвад зарифниң әрменийә баш министири пашинйан биләнму көрүшидиғанлиқи вә арқидин гирузийә билән түркийәни зийарәт қилидиғанлиқи билдүрүлди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر