американиң йеңи ташқи ишлар министири блинкен болди

америка кеңәш палатаси пирезидент җо байдин тәрипидин ташқи ишлар министири намзатлиқиға көрситилгән антоний блинкен қарарнамисини мақуллиди.

1571800
американиң йеңи ташқи ишлар министири блинкен болди

түркийә авази радийоси хәвири: кеңәш палатаси омумий кеңишида өткүзүлгән беләт ташлашта, блинкен қарарнамиси, 22 гә қарши 78 аваз билән мақулланди.

дөләт мудапиә министири лойид остин, малийә министири җанет йеллен вә дөләтлик ахбарат оргининиң башлиқи аврил һайнестин кейин, блинкен байдинниң ички кабинетида қарарнамиси тәстиқланған төтинчи шәхс болди.

америка қошма иштатлирида дөләтлик ахбарат оргининиң башлиқиму ички кабинет әзаси һесаблиниду.

америка қошма иштатлириниң дунйави образини йахшилиши мөлчәрлиниватқан 58 йашлиқ блинкен, сабиқ пирезидент барак обама (2015-2017 – йиллар) дәвридә, муавин ташқи ишлар министири сүпитидә вәзипә өтигәниди.

йеңи ташқи ишлар министири, байдин вә униң йардәмчиси болуп сайланған камала һаррисқа, сайлам сәпәрвәрлик һәрикәтлири мәзгилидә,  ташқи сийасәт мәслиһәтчиси болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر