фирансийәдә көчмәнләргә қарши радикал оңчил гуруппа үстидин дело турғузулди

фирансийәдә көчмәнләргә қарши туруш вә чәтәлликләргә өчмәнлик қилиш билән тонулған радикал оңчил гуруппа «Gene Identitaire», «хәлқни өчмәнлик вә нәпрәткә қутрутуш» җинайити билән әйибләнди һәмдә үстидин дело турғузулди.

1571965
фирансийәдә көчмәнләргә қарши радикал оңчил гуруппа үстидин дело турғузулди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мәтбуатлириниң хәвәрлиригә асасланғанда,  сайнт гавденс җумһурийәт тәптиш мәһкимиси көчмәнләргә қарши байанатлири билән наразилиқ қозғиған радикал оңчил гуруппа «Gene Identitaire»,  үстидин тәкшүрүшни башлиған.

радикал оңчил гуруппа алдинқи һәптә өзлириниң «көчмәнләргә қарши уруш ачқанлиқини» вә «чеграларни контрол қилиш үчүн һәрикәткә өткәнликлирини» елан қилған иди.

нурғунлиған франсийәлик вә чәтәллик зийалийлар  билән паалийәтчиләр бу ирқчилиқ позитсийәси вә байанатлири сәвәбидин гуруппиға наразилиқ билдүргән иди.

назилиқлардин кейин, ички ишлар министири гералд дарманин «Gene Identitaire» гурупписиниң  көчмәнләрни һуҗум нишани қилған байанатлирини «сәтчилик» дәп тәриплигән һәмдә бу гуруппиниң тарқиветилишини һөкүмәтниң күн тәртипигә елип келидиғанлиқини елан қилған иди.

көчмәнләрни, чәтәлликләрни болупму мусулманларни кәмситиш позитсийәси вә шоарлири билән тонулған радикал оңчил «Gene Identitaire» гурупписиниң 30 ға йеқин әзаси 19-йанварда фирансийәдә көчмәнләргә қарши һәрикәт башлиғанлиқлирини вә көчмәнләрниң франсийәгә киришиниң алдини елиш үчүн өзлириниң «чегра чарлиғучилири» тәйинләйдиғанлиқлирини елан қилишқан иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر