дунйада ваба сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйон 100 миңдин ашти

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйон 167 миң 500 дин, йуқумланғанлар сани 100 милйон 853 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 72 милйон 891 миңдин ашти.

1572052
дунйада ваба сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйон 100 миңдин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: америкада вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 435 миң 452 гә, йуқумланғанлар сани 26 милйон 11 миң 222 гә йәтти.

америка пирезиденти байдин файзер (Pfizer) билән модерна (Moderna) дин һәр биридин 100 милйон шишә ваксина сетивалидиғанлиқлирини билдүрүп: «йаз ахириғичә йаки күз пәслиниң бешиғичә 300 милйон америкалиққа йәткүдәк ваксинамизниң болушини үмид қилимиз» деди.

испанийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 591 киши җенидин айрилди вә сәккиз айдин буйанқи әң йуқири күндилик өлүм вәқәси болуп қалди. вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 56 миң 799 ға чиқти. охшаш вақитта, 36 миң 435 киши йуқумланди вә җәмий сан 2 милйон 629 миң 817 гә чиқти.

испанийә фармамар (PharmaMar) дора ширкити вухән вирусиға қарши тәтқиқ қилип йасиған дориниң һайванлар үстидики синақниң %99 мувәппәқийәтлик болғанлиқи билдүрүлди.

фирансийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 74 миң 106 гә, йуқумланғанлар сани 3 милйон 79 миң 943 кә чиқти.

әнглийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 631 киши җенидин айрилди, 20 миң 89 киши йуқумланди. вирус сәвәбидин җәмий җенидин айрилғанлар 100 миң 162 гә, җәмий йуқумланғанлар сани 3 милйон 689 миң 746 гә чиқти.

әнглийә йавропадики вухән вируси сәвәбидин әң көп җенидин айрилған дөләт болуш унванини қолдин бәрмиди.

германийәдики байрайт (Bayreuth) дохтурханиси вухән вирусиниң тез тарқиливатқан түри «B117» сәвәбидин карантин астиға елинди.

булғарийә һөкүмити вухән вирусиға қарши йолға қойулған бәзи тәдбирләрни йәңгиллитишни қарар қилди.

булғарийәдә 1-февралдин башлап кинохана вә бәзи паалийәт маканлири %30 лик толуш нисбити билән хизмәткә ечилидиғанлиқини билдүрди. сода сарайлири вә тәнтәрбийә салонлириму 1-февралдин башлап  %50 лик толуш нисбити билән ечилиду.

африқа қитәсидә вухән вирусиға мунасивәтлик әң көп өлүм көрүлгән җәнубий африқада, йеқинқи 24 саәттә 680 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 41 миң 797 гә чиқти. 1 милйон 423 миң 578 киши йуқумланди.

вухән вируси сәвәбидин 1 миң 507 киши җенидин айрилған, 122 миң 996 киши йуқумланған нигерийәдә, вухән вирусиниң тез тарқилидиған «B117» түриниң байқалғанлиқи билдүрүлди.

зимбабвида кабенттики төт министирниң вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилиши билән, мәмурларниң өйидә хизмәт қилиш қарари чиқирилди. бу дөләттә һазирғичә 31 миң 646 киши вирус билән йуқумланди, 1075 киши вирус сәвәбидин җенидин айрилди.

вухән вируси сәвәбидин 592 киши җенидин айрилған, 25 миң 127 киши йуқумланған сенегалда, 2021-йили 6-йанвардин башлап йолға қойулған җиддий һаләтниң вақти тошқандин кейин, сәһийә саһәсидә җиддий һаләт йолға қойулди.

һиндонезийәдә синовак ваксинасиниң иккинчи қетимлиқи әмлинишкә башланди. һиндонезийә пирезиденти җоко видодо телевизийә екранлириниң қаршисида ваксина әмләткүзди.

һиндонезийә һөкүмити келәр йилғичә 181.5 милйон кишини әмләшни нишан қилди. һиндонезийәдә һазирғичә 1 милйон 12 миң 350 киши йуқумланди, 28 миң 468 киши җенидин айрилди.

вухән вируси сәвәбидин 3 миң 96 киши җенидин айрилған, 254 миң 822 киши йуқумланған гирузийәдә, ташқи ишлар министири давит залкалийани (Davit Zalkaliani) ниң йуқумланғанлиқи билдүрүлди.

шималий қибрис түрк җумһурийитидә вухән вирусиға қарши йолға қойулған тәдбирләр рамкисида бүгүн (2021-йили27-йанвар) дин башлап ләфкошада бир һәптә, гирнәдә икки һәптә толуқ карантин йолға қойулиду. һәр икки шәһәрдә дорихана, май қачилаш понкитлири, навайхана, қассапхана вә күндилик турмуш магезинлири вә буларни мал билән тәминлигүчиләр, чәклиминиң сиртида болиду. икки һәптә бойичә дөләт вә хусуси мәктәпләдәр, башланғуч вә оттура мәктәп сәвийәсидики оқу-оқутушлар тохтитилип, интернеттә дәрс өтүш башлиниду.

вухән вируси сәвәбидин 5 миң 311 киши җенидин айрилған, 373 миң 43 киши йуқумланған йапонийәдә, баш вәзир шуга йошиһидә вирусқа қарши туруш рамкисида, сәһийә системисини йетәрлик дәриҗидә назарәт қилалмиғанлиқлирини билдүрүп: «хәлқ тиббий хизмәт сунидиған системидин әндишә қилмақта» деди.

йапонйәдә вухән вирусиға қарши туруш рамкисида кишиләр зич болған җайларда «PCR» тәкшүрүши март (2021) ейидин тартип башлиниду.

бәзи дөләтләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм санлири төвәндикичә:

биразилийә 218 миң 878, мексика 152 миң 16, аргентина 47 миң 253, коломбийә 52 миң 128, перу 40 миң 107, чили 18 миң 23, еквадор 14 миң 668, боливийә 10 миң 105, маракәш 8 миң 187, тунис 6 миң 370, алҗирийә 2 миң 871, ливан 2 миң 477, әрәб бирләшмә хәлипилики 805 вә бәһрәйн 370.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر