йапонийә: һинди-тинч окйандики хирисларға қарши йавропа билән мунасивәтни күчәйтишни халаймиз

йапонийә һинди- тинч окйан районида қанунни асас қилған тәртипни сақлап қелиш үчүн йавропа иттипақи дөләтлири билән болған мунасивәтни тәрәққий қилдурушни нишан қилғанлиқини елан қилди.

1571236
йапонийә: һинди-тинч окйандики хирисларға қарши йавропа билән мунасивәтни күчәйтишни халаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә ташқи ишлар вәзири мотеги тошимитсу. йавропа иттипақиға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириниң йавропа иттипақи ташқи мунасивәт кеңиши қәрәллик йиғиниға син көрүнүшлүк иштирак қилди.

министир мотеги һинди-тинч окйан райониниң бихәтәрлики қатарлиқ асаслиқ хирисларни оттуриға қойуп, америка қошма иштатлирини өз ичигә алған «охшаш пикирдики» шерикләрниң һәмкарлишиш қәдәмлириниң хушаллинарлиқ әһвал икәнликини ейтти вә сөзини давамлаштуруп: «һинди-тинч окйандики күч тәңпуңлуқида зор өзгириш болуватиду. бихәтәрлик, демократийә вә кишилик һоқуқ хирисқа дуч кәлмәктә؛ буни шәрқий вә җәнубий хитай деңизида көргили болиду» дегәнләрни қәйт қилди.

у, дөлитиниң қанун билән идарә қилиш вә деңиз сәпири әркинлики асасида «әркин вә очуқ һинди-тинч окйан» тәсәввурини әмәлгә ашуруш үчүн йавропа иттипақи билән һәмкарлиқни тәрәққий қилдурушни нишан қилғанлиқини тәкитлиди.

кйодо агентлиқи, йапонийәниң мәзкур йиғинға тунҗи қетим, шундақла йавропа иттипақиниң тәлипигә асасән қатнашқанлиқини хәвәр қилди.

2018- йили җәнубий корейә ташқи ишлар министири вә 2019- йили хитай ташқи ишлар министири бу йиғинға қатнашқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر