«<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» районида террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

сүрийәниң шималидики өктичиләрниң контроллуқидики тәләбйад наһийәсидә йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 2 пуқра һайатидин айрилди.

1571296
«<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» районида террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: тәләбйад наһийәсидә мотосиклитқа орунлаштуруп қойулған бомбиниң партлитилиши нәтиҗисидә 2 пуқра җенидин айрилди, иккиси йариланди, йаридарлардин әһвали еғир болғини түркийәгә кәлтүрүлди.

нәқ мәйданни тәкшүргән йәрлик хәвпсизлик күчлири, һуҗумниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к тәрипидин елип берилған болуш еһтималлиқи үстидә издәнмәктә.

сүрийәниң шималидики тәләбйад наһийәси мәркизи, 2019 – йили, 13 – өктәбир күни, «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» арқилиқ терроризмдин тазиланғаниди.

игилинишичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к, ишғалийитини давамлаштуруватқан әйн иса вә тәлтәмир районлиридин пат – пат «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» арқилиқ терроризмдин тазиланған рәсуләйн вә тәләбйад районлириға террорлуқ һуҗумлирини елип баридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر