колумбийәдики қораллиқ һуҗумда 5 киши қаза қилди

колумбийәдә қораллиқ бир гуруппаниң һуҗуми нәтиҗисидә деһқанчилиқ мәйданида 5 киши өлүп, 2 киши йариланди.

1571122
колумбийәдики қораллиқ һуҗумда 5 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: колумбийәниң валле дел какука райониға қарашлиқ буга шәһиридә намәлум қораллиқ унсурлар деһқанчилиқ мәйданиға һуҗум қилди.

һуҗумда, 18 йашлиқ муз топ тәнһәрикәтчисиниму өз ичигә алған 5 киши қаза қилди вә 2 киши йариланди.

колумбийә муз тейилиш бирләшмиси башлиқи җосе ачеведо қаза қилғанларниң аилә-тавабиатлириға һәмдәмдә болидиғанлиқини билдүрди вә тәзийә теләклирини йәткүзди.

буга шәһәр башлиқи җулиан роҗас җинайәтчиләрни тутушқа йардәм бәргәнләрниң нәқ пул билән мукапатлинидиғанлиқини тәкитлиди.

һуҗум қилғучиларни тутуш хизмәтлири башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر