һиндистанниң җумһурийәт байрими мурасими деһқанлар қозғилиңиға охшап қалди

һиндистанниң пайтәхти йеңи деһлида, җумһурийәт байрими мурасимлири җәрйанида тиракторлири билән намайиш қилған вә намайиш мәйданидин чиқмақчи болған деһқанларға бихәтәрлик қисимлири мудахилә қилди.

1571594
һиндистанниң җумһурийәт байрими мурасими деһқанлар қозғилиңиға охшап қалди

түркийә авази радийоси хәвири: шәһәрниң икки четидин намайишқа қатнашқан тикри вә сингу деһқанлар гурупписим охшимиған 6 нуқтидин йеңи деһлиға кириши мөлчәрләнгән вә сақчилар тосақларни қуруп, линйә сезип бәргән даиридин һалқип кәтти. шуниң билән сақчилар намайишчи деһқанларға йаш аққузуш бомбиси етип мудахилә қилди.

сақчиларниң тосақлирини бөсүп өткән деһқанларму машина вә тиракторлирини җумһурийәт байрими мурасими өткүзүливатқан шәһәр мәркизигә қарап һәйдәшкә башлиди.

җумһурийәт байрими мурасими паалийәтлириниң ақсап қалмаслиқи үчүн шәһәр мәркизидә намайиш қилиши чәкләнгән болуп, намайишчилар билән сақчилар оттурисида техиму көп тоқунуш йүз берис еһтимали барлиқи тилға елинмақта.

йеңи деһли сақчи идариси деһқанларниң 12 миң тирактор билән 64 кивадират километирлиқ бир районда бәлгиләнгән кириш – чиқиш нуқтилиринила ишләткән асаста намайиш қилалайдиғанлиқини елан қилған иди.

һиндистанда 2020-йили синтәбирдә мақулланған вә деһқанчилиқ саһәсигә әркинләштүрүш елип кәлгән 2 қанунниң асаси баһа вә қоллап сетивелиш сийаситигә хатимә беридиғанлиқи һәмдә васитичи ширкәтләрниң сетивилиш  баһасини төвәнлитип, ахирида деһқанларни йәрсиз қалдуридғанлиқи илгири сүрлүп, деһқанлар арисида қаттиқ наразилиқ қозғиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر