дунйада йуқумланғанлар сани 100 милйонға йеқинлашти

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйон 130 миң 480 дин, йуқумланғанлар сани 99 милйон 839 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 71 милйон 841 миңдин ашти.

1570517
дунйада йуқумланғанлар сани 100 милйонға йеқинлашти

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси сәвәбидин 429 миң 490 киши җенидин айрилған дунйадики вабаниң мәркизи америкада, йеқинқи 24 саәттә йуқумланғанларниң сани 25 милйон 702 миң 125кә чиқти.

әнглийдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 610 киши җенидин айрилди, 30 миң 4 киши йуқумланди. вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 97 миң 939 ға, җәмий йуқумланғанлар сани 3 милйон 647 миң 463 кә чиқти.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 172 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 73 миң 49 ға чиқти. охшаш вақитта, 18 миң 436 киши йуқумланди вә җәмий сан 3 милйон 53 миң 617 гә чиқти.

фирансийәдә кишиләр вухән вируси апитиниң 2021-йили бойичә давамлишиш әндишәси вә буниң ачарчилиққа сәвәб болидиғанлиқи қорқунчи билән, йемәк-ичмәк топлимақта. кишиләр бу қорқунч билән узун муддәт сақлиғили болидиған тоңлитилған йемәклик вә кансерва топлашқа йү зләнди.

мексикада вухән вируси сәвәбидин җендин айрилғанлар сани 149 миң 614 кә чиқти. мексика пирезиденти андрес мануел лопез обрадор (Andres Manuel Lopez Obrador) ниң нйуқумланғанлиқи билдүрүлди.

португалийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 275 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 10 миң 469 ға чиқти. охшаш вақитта, 11 миң 721 киши йуқумланди вә җәмий сан 636 миң 190 ға чиқти.

португалийә дөләт мудапиә министири җоав гомис кравинхо (Joao Gomes Cravinho) ниң йуқумланғанлиқи билдүрүлди.

австиралийәдә вухән вируси билән йуқумланған 909 киши җендин айрилди. җәмий йуқумланғанлар сани 28 миң 777 гә йәтти.

австиралийәдә файзер (Pfizer) ширкитиниң ваксинасини әмләш тәстиқланди.

вухән вируси сәвәбидин 13 миң 450 киши җенидин айрилған голландийәдә, вирусқа қарши йолға қойулған тәдбирләргә наразилиқ билдүрүлди. амстердам (Amsterdam) вә ейиндховен (Eindhoven) шәһәркиридә өткүзүлгән намайишларда 25 киши тутулди. сақчилар намайишчиларға йаш аққузуш бомбиси атти.

һиндистанда вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 153 миң 508 гә, йуқумланғанлар сани 10 милйон 668 миңға йәтти.

йапонийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 5 миң 133 кә, йуқумланғанлар сани 366 миң 435 кә чиқти.

йапонийәдә вухән вируси сәвәбидин җиддий һаләт йолға қойулған 11 иштатта, йуқумланған 15 миңдин артуқ кишиниң дохтурханида йетип давалиниш үчүн йаки меһманханиларға орунлаштурулуш үчүн нөвт сақлаватқанлиқи билдүрүлди.

вухән вируси сәвәбидин 8 миң 959 киши җенидин айрилған мисирда, хитайдин кәлтүрүлгән ваксиналарниң сәһийә хадимлириға әмлинишкә башланғанлиқи қәйт қилинди.

туниста вухән вируси сәвәбидин 6 миң 234 киши җенидин айрилди. 197 миң 373 киши йуқумланди. тунис ташқи ишлар министири осман әлҗәрәндиниң йуқумланғанлиқи билдүрүлди.

бәзи дөләтләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм санлири төвәндикичә:

биразилийә 217 миң 81, италийә 85 миң 461, испанийә 55 миң 441, германийә 52 миң 777, коломбийә 51 миң 374, аргентина 46 миң 827, перу 39 миң 777, полша 35 миң 363, украина 21 миң 924, белгийә 20 миң 779, канада 19 миң 94, чили 17 миң 933, руменийә 17 миң 776, чехийә 15 миң 369, еквадор 14 миң 623, венгрийә 11 миң 968, шиветсийә 11 миң 5, русийә 69 миң 918, иран 57 миң 383, җәнубий африқа 40 миң 874, һиндонезийә 27 миң 835, ирақ 12 миң 993, пакистан 11 миң 318 вә филиппин 10 миң 242.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر