байдин макрон билән телефонлашти
америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин фирансийә пирезиденти емануел макрон билән телефонлишип, икки дөләт мунасивитини күчәйтишниң зөрүрийитини тәкитлиди.
түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай йазма байанат елан қилип, 20- йанвар қәсәм берип америка қошма иштатлириниң 46- нөвәтлик пирезиденти сүпитидә вәзипә өтәшни башлиған җо байдинниң түнүгүн емануел макрон билән телефонлашқанлиқини уқтурди.
телефон сөһбитидә байденниң макронға «әң кона иттипақдиши» фирансийә билән болған икки тәрәп мунасивитини күчәйтишни халайдиғанлиқини билдүргәнликигә ишарәт қилинған байанатта, американиң шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато вә йавропа иттипақини өз ичигә алған атлантик окйан һалқиған мунасивәтни йахшилаш вәдисини қайта тәкитлигәнлики қәйт қилинди.
икки рәһбәрниң келимат өзгириши, ковид -19, йәр шари иқтисадиниң әслигә келиши қатарлиқ ортақ мәсилиләрни һәл қилишта йеқиндин һәмкарлишишниң зөрүрлүки тоғрисида бирликкә кәлгәнлики әскәртилгән байанатта, хитай, оттура шәрқ, русийә вә саһел қатарлиқ ташқи сийасәтниң муһим нуқтилири үстидә ортақ һәрикәт қилиш җәһәттиму һәмпикир икәнлики тәкитләнди.