йапонийә билән америка хитай деңизиға мунасивәтлик бихәтәрлик иттипақини күчәйтиш келишими түзди

йапонийә дөләт мудапиә министири киши нобуо: «җәнубий вә шәрқий хитай деңизида өз бешимчи истибдатлиқ урунушлириға бирликтә қарши турушқа келиштуқ» деди.

1569872
йапонийә билән америка хитай деңизиға мунасивәтлик бихәтәрлик иттипақини күчәйтиш келишими түзди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә билән америка җәнубий вә шәрқий хитай деңизидики район характерлик тәһдитләргә қарши өз ара бихәтәрлик иттипақини күчәйтиш әһдинамиси түзди.

йапонийә дөләт мудапиә министири киши нобуо америка дөләт мудапиә министири лойд остин билән көрүшкәнликини ейтти.

киши нобуо: «җәнубий вә шәрқий хитай деңизида өз бешимчи истибдатлиқ урунушлириға бирликтә қарши турушқа келиштуқ» деди.

йапонийә дөләт мудапиә министири киши нобуо шәрқий хитай деңизидики талаш-тартишлиқ сенкаку ариллириниң «йапонийәгә қораллиқ һуҗум қилинған әһвалда американиң қоғдишини шәрт қилған» икки тәрәплик бихәтәрлик келишиминиң 5-маддиси даирисидә икәнликини қайтидин тәкитләшкәнликини ейтти.

киши нобуо йапонийәниң америка армийәсигә саһибханлиқ қилишини өз ичигә алған вә муддити мартта ахирлишидиған 5 йиллиқ чиқимни бөлүшүш келишиминиң орниға токйо вә вашингтон даирилири тәрипидин пат йеқинда йеңи бир келишим имзалинидиғанлиқини елан қилди.

америка дөләт мудапиә министири лойд остинму иҗтимаий алақә тори тивиттерда елан қилған байанатида, «америка-йапонийә иттипақдашлиқиниң қәтий вә җәсур характерини һәмдә әркин вә очуқ һинди-тинч окйанни қоғдаш тиришчанлиқлирини музакириләштуқ» деди.

йапонийә баш министири суга йошихиде 12-нойабирда американиң йеңи пирезиденти җо байден билән телефонда көрүшүп, талаш-тартишлиқ сенкаку ариллириға мунасивәтлик йардәм бериш вәдиси алған иди

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر