америка- әнглийә мудапиә министирлири хитайға болған әндишиләрни музакирә қилди

америка дөләт мудапиә министири остин әнгилийә дөләт мудапиә министири валлес билән телефонда сөһбәтләшти. сөһбәттә икки дөләт мунасивитиниң муһимлиқи тәкитләнди.

1569896
америка- әнглийә мудапиә министирлири хитайға болған әндишиләрни музакирә қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатчиси җон кирби җүмә күни дөләт мудапиә министирлиқи вәзиписини башлиған остинниң әнгилийәлик мәнсәпдиши билән телефонда сөһбәтләшкәнликини елан қилди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи (бәшбурҗәклик бина) ниң байанатида, икки дөләт мудапиә министирлириниң (ковид -19)  йуқумиға қарши күрәш, хитайға болған әндишиләр, русийә тәһдитлири, ирақ вә афғанистанда елип бериливатқан һәрикәтләр қатарлиқ истратегийәлик ортақ мәнпәәт асасидики мәсилиләрдә пикир алмаштурғанлиқи билдүрүлди.

байанатта икки дөләт оттурисида бу қетим мақулланған мудапиә һәмкарлиқ қарарлириниң моһим әһмийити тәкитләнди.

остинниң сөһбәттә, әнглийәниң америка-әнгилийә шериклик мунасивитигә болған садақитидин мәмнун болғанлиқини тилға алғанлиқи уқтурулди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر