хитайниң 12 уруш айропилани тәйвән һава мудапиә саһәсигә таҗавуз қилди

хитай армийәсигә тәвә 12 уруш айропиланиниң тәйвән тәрипидин елан қилинған һава мудапиә пәрқләндүрүш райони (ADIZ) тәвәликигә таҗавуз қилғанлиқи елан қилинди.

1569795
хитайниң 12 уруш айропилани тәйвән һава мудапиә саһәсигә таҗавуз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвән хәвәр агентлиқи «CNA» ниң хәвәригә асасланғанда, тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи елан қилған байанатта, хитай армийәсигә тәвә 8 «шиән H-6» типлиқ бомбардиманчи айропилан вә 4  «шенйаң J-16» типлиқ күрәшчи айропиланниң ғәрбий җәнубтин  тәйвән һава саһәсигә бесип киргәнлики билдүрүлгән.

һава саһәсигә хилаплиқ қилиш һәрикитидин кейин, тәйвән уруш айропиланлири дәрһал районға әвәтилгән, хитай айропиланлири радио арқилиқ җиддий агаһландурулған.

байанатта, бир күндә хитайниң бунчә нурғун уруш айропиланлириниң һава мудапиә райониға уссуп кириши «адәттин ташқири» әһвал икәнлики уқтурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر