америка йадро қораллирини азайтиш келишиминиң вақтини узартишни тәклип қилди

америка ақсарай пирезидент җо байдинниң русийәгә муддити февралда тошидиған «йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш келишими (New START) ни бәш йил узартишни тәклип қилидиғанлиқи тоғрисидики гәп-сөзләрни тоғрилиди.

1569224
америка йадро қораллирини азайтиш келишиминиң вақтини узартишни тәклип қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси йен псаки (Jen Psaki) ахбарат елан қилиш йиғинида, байдинниң келишимни узартишни пиланлиғанлиқиға мунасивәтлик соалларға җаваб бәрди.

у: «американиң келишимни бәш йил узартишни мәқсәт қилғанлиқи раст» деди.

у байдинниң мәзкур келишимни американиң дөләт хәвпсизлик мәнпәәтлиригә уйғун дәп қарайдиғанлиқини әскәртип: «келишим русийәниң йадро күчини чәкләйдиған бирдинбир келишм» деди.

у русийә сийасити тоғрисида: «русийә билән американиң мәнпәәтлири нуқтисидин һәмкарлашсақму, бу дөләтниң пәрвасизларчә вә дүшмәнләрчә қиливатқан һәрикәтлиригә мәсул дәп қараймиз. пирезидент байдин истихбарат тәшкилатлириға ‹солар виндс тор һуҗуми› вә русийәниң 2020-йилидики сайламға арилашқанлиқини тәкшүрүшкә буйруқ чүшүрди. русийәниң өктичи рәһбири алексей навалнийға химийәлик сүйиқәст қилғанлиқини вә афғанистандики америка әскәрлириниң өлтүрүлүши үчүн пул тәклип қилғанлиқи тоғрисидики гәп-сөзләрниму тәкшүримиз» деди.

сабиқ пирезидент трамп  қарши чиққан вә сайланған әһвалда йеңилимайдиғанлиқини ейтқан келишимни узартишниң, һәм натони һәмдә русийәни мәмнун қилидиғанлиқи билдүрүлди.

сабиқ пирезидент обама 2010-йили 5-феврал русийәниң сабиқ пирезиденти димитрий медведев тәрипидин имзаланған «NewSTART» келишиминиң муддити 5-феврал (2021) тошиду.

келишим русийә билән американиң йадро қорал бешиниң санини 1 миң 550 кә чүшүрүшни шәрт қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر