моңғулийә баш министири ухнаагин хурелсух хизмитидин истепа бәрди

моңғулийә баш министири ухнаагин, хәлқниң һөкүмәтниң вухән вируси (ковид – 19)ға қарши йолға қойған тәдбирлиригә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзүшидин бир күн кейин вәзиписидин истепа бәрди.

1569191
моңғулийә баш министири ухнаагин хурелсух хизмитидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: моңғулийә баш министири ухнаагин хурелсух, нәччә йүз кишиниң парламент бинаси алдида һөкүмәтниң вухән вируси (ковид – 19) ға қарши йолға қойған тәдбирлиригә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзүшидин бир күн кейин истепа хети вә һөкүмәткә өзгәртиш киргүзүш тәклипини парламентқа сунди.

хурелсух байанат берип, намайишни пирезидент халтма баттулганиң тәшкиллигәнликини илгири сүрди.

вәзипә өтәш муддити бу йил тошидиған пирезидент батулга болса, моңғулийә баш министириниң кишиләрниң ишәнчисини давалғутуп қойидиған шәкилдә бундақ байанат беришини чүшиништә қийиналғанлиқини билдүрүп, хурелсухниң милләтләр иттипақлиқиға зийан йәткүзгәнликини вә моңғулийә пирезидентиға төһмәт қилғанлиқини оттуриға қойди.

мәзкур намайиш, йуқум байқалған йеңи ана болған бир айалниң алдирапла дохтурханидин чиқириветилгәнликигә даир бир син көрүнүшиниң тарқилишидин кейин өткүзүлгәниди.

намайишчилар, мәзкур йеңи аниға қилинған муамилигә наразилиқ билдүрүш үчүн парламент бинаси алдиға йиғилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر