нийу йоркта бир һәрбий тик учар чүшүп кәтти

американиң нийу йорк иштатида учуш мәшиқи қиливатқан бир һәрбий тик учар чүшүп кәтти.

1568353
нийу йоркта бир һәрбий тик учар чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: американиң нийу йорк иштатида учуш мәшиқи қиливатқан бир һәрбий тик учар чүшүп кәтти. вәқәдә үч киши җенидин айрилди.

мәзкур тик учар рочестер (Rochester) хәлқара айродурумидин учқан болуп, нийу йоркниң ғәрбигә җайлашқан мендон (Mendon) базиридики бир етизлиққа чүшүп кәтти.

вәқәдә, тик учардики үч һәрбий хадим җенидин айрилди. вәқәгә мунасивәтлик тәкшүрүшләрниң башланғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر