хитай помпейо қатарлиқ 28 америкалиқ әмәлдарға җаза йүргүзгәнликини елан қилди

бейҗиң америка пирезиденти доналд трамп пирезидентлиқ мәзгилиниң ташқи ишлар министири майк помпейо қатарлиқ 28 америка әмәлдарини җаза тизимликигә киргүзди.

1568218
хитай помпейо қатарлиқ 28 америкалиқ әмәлдарға җаза йүргүзгәнликини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, америкадики бир қисим хитайға қарши сийасийонларниң дөләтниң ички ишлириға еғир дәриҗидә арилашқанлиқи тәкитлинип: «өткән бир қанчә йилда америкадики бир қисим хитайға қарши сийасийонлар, хитайға қарши шәхсийәтчи сийасий мәнпәәтлири, бир тәрәплимә қарашлири, хитайға болған өчмәнлики сәвәбидин икки дөләт хәлқлириниң мәнпәәтлирини нәзәрдин сақит қилип, хитайниң ички ишлириға еғир дәриҗидә арилишиш, мәнпәәтигә еғир бузғунчилиқ селиш, хитай хәлқини ғәзәпләндүрүш вә икки дөләт мунасивитини еғир дәриҗидә қалаймиқанлаштуруштәк бир қатар пиланларни түзди, қоллиди вә иҗра қилди» дегән ибариләргә орун берилди.

хитайниң игилик һоқуқиға дәхли- тәруз қилиш билән әйибләнгән 28 америка әмәлдариниң җаза тизимликигә киргүзүлгәнлики әскәртилгән байанатта, мәзкур кишиләр вә уларниң аилә - тавабиатлириниң хитай, хоңкоң вә авмен алаһидә мәмурий районлириға кириши, шундақла бу кишиләр билән мунасивити бар ширкәтлириниң хитай билән сода қилишиниң чәкләнгәнлики қәйт қилинди.

байанатта йәнә, хитай һөкүмитиниң дөләтниң игилик һоқуқи, бихәтәрлик вә тәрәққийат мәнпәәтини қоғдаш ирадисиниң қәтийлики тәкитләнди.

помпейо 15- йанварда йазма байанат елан қилип, 6- йанварда хоңкоңда 53 өктичиниң назарәт астиға елинишини әйиблигән вә районда дөләт бихәтәрлик қануниниң йолға қойулушиға мәсул мәркәз вә йәрлик һөкүмәттин алтә әмәлдарни җазалиғанлиқини байан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر