дунйадики дөләтләр америка йеңи һөкүмитини тәбриклиди

америкада 3-нойабир (2020) өткүзүлгән сайламда ғәлибә қилған җо байдин вә америка тарихидики тунҗи муавин пирезидент камела харис қәсәм берип вәзипә тапшурувалғандин кейин, дунйаниң һәр қайси җайлиридин тәбрик телеграммилири келишкә башлиди.

1568230
дунйадики дөләтләр америка йеңи һөкүмитини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйадики һәр қайси дөләтләр вә хәлқаралиқ тәшкилатлар америкада пирезидентлиқ һоқуқини өткүзүвалған җо байдин вә муавин пирезидент камела харисни тәбриклиди.

йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлиз мишел (Charles Michel) тәбрик телеграммисида: «техиму күчлүк болған йавропа, техиму күчлүк болған америка вә техиму күчлүк болған дунйа» қурушни тәклип қилди.

у йавропа иттипақиниң йеңи дәврдә америка билән мунасивәтлиридә алдин әһмийәт беридиған мәсилиләрни, «көп тәрәплик һәмкарлиқларни тәрәққий қилдуруш, вухән вируси (Kovid-19 ) ға қарши туруш, килимат өзгириши, адил сода билән иқтисадларни қайтидин бина қилиш, хәвпсизлик вә тинчлиқ үчүн күчләрни бирләштүрүш» шәклидә рәткә тизди.

йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула вондерлейен (Ursula von der Leyen) тивиттерда, байдин билән харисни тәбриклиди вә: «йавропа йипйеңи башланғучқа тәййар» деди.

нато баш катипи столтенберг йазма байанатида, иттипақ намидин байдин вә униң муавини камела харисни тәбрикләп: «бүгүн атлантик иттипақи үчүн йеңи дәврниң башланғучиси» деди.

у: «пирезидент байдин билән бирликтә хизмәт қилишни вә өзини бу йил (2021) бирйусселдики нато рәһбәрләр йиғинида күтүвелишни төт көз билән күтимән» деди.

венезуела пирезиденти николас мадуро байдиға хизмитидә мувәппәқийәт тилиди вә америка билән дийалог өткүзүшкә тәййар икәнликлирини әскәртип: «америка билән өзара һөрмәт вә етирап қилишқа тайанған йеңи башланғучни башлашни үмид қилимиз» деди.

у байдиндин венезуелаға адил болушни тәләп қилди.

йапонийә баш вәзири суга йошиһидәму тивиттерда учур һәмбәһирләп, байдинни вә униң муавини камела харисни тәбриклиди. у мундақ деди:

«йапонийә билән америка бир-биридин мустәһкәм вә дунйави мәниви қиммәт қарашларға игә икки иттипақдаш дөләт. иттипақдашлиқимизни қоллаш, ‹әркин вә очуқ болған һинди-атлантик› ни әмәлгә ашуруш үчүн, сизни вә хизмәтдашлириңиз билән бирликтә хизмәт қилишни үмид қилимән» деди.

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф твиттерда елан қилған байанатида, вашингтондики йеңи һөкүмәткә, «рәзиллик ичидә тарихниң әхләт сандуқиға ташливетилгән» трамп һөкүмитиниң сийасәтлирини қайтилимаслиқни чақириқ қилди.

һамасму җо байдинни пәләстин дәвасини чиқириветиш һәрикәтлиригә мунасивәтлик қарарларни тохтитишқа чақирди. һамас байанатчиси фәвзи бәрһум байдинниң, «пәләстин хәлқигә қарши хата вә адаләтсиз америка сийасәтлириниң тарихий йүзлиниши» ни түзүтүш керәкликини әскәртти.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر