русийә соти өктичи алексей навалнийға 30 күнлүк қамақ җазаси бәрди

русийәдә өктичи алексей навалнийниң сот тәрипидин берилгән шәртлик әркинлик муддитигә көп қетим хилаплиқ қилғанлиқини сәвәб көрситип, 30 күнлүк қамақ җазаси бериш қарар қилинди.

1566562
русийә соти  өктичи алексей навалнийға 30 күнлүк қамақ җазаси бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт москваниң химки районидики сақчи мәркизидә ечилған сотта, «навалний 2020 - йили 29 - декабирдин буйан сот тәрипидин берилгән шәртлик әркинлик муддитигә қайта-қайта хилаплиқ қилди» дегән асаста испат аңлаш йиғини ечилди.

адвокат виладимир кобзеф иҗтимаий таратқу һесабида елан қилған байанатида,  навалнийниң һимкинский районлуқ сот һәйити тәрипидин җинайитчи дәп бекитилгәнликини вә униңға 15-февралғичә 30 күнлуқ қамақ җазаси берилгәнликини һәмбәһирлиди.

алексей навалний русийәниң томск шәһиридин москваға бериш үчүн 20 - авғустта олтурған айропиланда туйуқсиз кесәл болған вә айропилан омск шәһиригә җиддий қонуп, омсктики дохтурханида балнестқа елинғандин кейин, чайға арилаштурулған бир мадда билән зәһәрләнгәнлики илгири сүрүлгән иди.

44 йашлиқ русийә өктичиси навалний 22 - авғустта омсктин мәхсус айропилан билән германийәниң пайтәхти берлиндики чарит дохтурханисиға йөткәп келингән иди.

алексей навалний сақийип 17-йанвар германийәдин қайтқандасақчиларуни москва айродорумидила  назарәткә алған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر