қатар билән пакистан һәрбий һәмкарлиқни күчәйтидиған болди

қатар армийә баш иштаби башлиқи генерал шаһин бин шаһин әл ғәним билән пакистан һава армийәқомандани генерал муҗаһид әнвәр хан өзара һәрбий мунасивәтни күчәйтишни музакириләшти.

1566488
қатар билән пакистан һәрбий һәмкарлиқни күчәйтидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар дөләт мудапиә министирлиқиниң йазма байанатиға асасланғанда, икки қомандан пайтәхт доһада көрүшкән, икки тәрәп оттурисидики һәрбий һәмкарлиқ мунасивәтлирини вә бу мунасивәтләрни күчәйтишниң йоллирини музакириләшкән.

учришишқа әр икки тәрәпниң йуқири дәриҗилик һәрбий қоманданлириму иштирак қилған .

қатар һава армийәси 2020-йили февралдиму пакистан һава армийәси билән доһада бирләшмә һәрбий маневир өткүзгән иди.

тәрәпләр алдинқи йиллардиму һәрбий һәмкарлиқни күчәйтиш үчүн бәзи келишимләрни түзгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر