б д т әзалиқ бәдәл пули тапшурмиған 7 дөләтниң беләт ташлаш һоқуқини тоңлатти

бирләшкән дөләтләр тәшкилати әзалиқ бәдәл пули тапшурмиған 7 дөләтниң беләт ташлаш һоқуқини вақтинчә тоңлитип қойди.

1566732
б д т әзалиқ бәдәл пули тапшурмиған 7 дөләтниң беләт ташлаш һоқуқини тоңлатти

түркийә авази радийоси хәвири: бу дөләтләр ичидә әзалиқ бәдәл пули қәрзи әң көп дөләт 16 милйон 200 миң доллар билән иран болди.

беләт ташлаш һоқуқи тохтитилған башқа дөләтләрниң болса, нигер, ливийә, оттура африқа җумһурийити, конго җумһурийити, җәнубий судан вә зимбабве икәнлики билдүрүлди.

бу дөләтләр беләт ташлаш һоқуқини әслигә кәлтүрүш үчүн қәрзниң аз дегәндә бир қисмини тапшуриши лазим.

б д т низамнамисида 2 йиллиқ әзалиқ бәдәл пулини төлимигән дөләтләрниң беләт ташлаш һоқуқи тоңлитип қойулиду.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиллиқ хамчоти 3 милйард 200 милйон доллар болуп, буниңдин башқа йәнә, б д т тинчлиқ сақлаш һәрикити үчүн йилиға 6 йерим милйард доллар хамчот аҗритиду.

өткән йилиму венезуела, ливан, йәмән, гамбийә, тоңга, оттура африқа җумһурийити вә лесото қатарлиқ дөләтләр әзалиқ бәдәл пули тапшурмиғанлиқи сәвәбидин беләт ташлаш һоқуқи тоңлитип қойулған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر