испанийә: түркийә – гиретсийә оттурисидики издиниш сөһбәтлиридин хурсәнмиз

испанийә түркийә – гиретсийә оттурисидики издиниш сөһбәтлириниң қайтидин башлинидиғанлиқидин интайин хурсән икәнликини билдүрди.

1564757
испанийә: түркийә – гиретсийә оттурисидики издиниш сөһбәтлиридин хурсәнмиз

түркийә авази радийоси хәвири: испанийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «испанийә шәрқий ақдеңизда  дийалогни тәшвиқ қилиш тиришчанлиқлирини қизғин қоллимақта. бу даиридә, икки дөләт оттурисидики издиниш сөһбәтлириниң, 2020 – йили, декабирда йавропа иттипақи башлиқлар йиғининиң нәтиҗилиригә мас һалда, районда сүркилиш вә җиддийчиликни азайтиш мәсилисидә алға илгириләшкә, районда байлиқ мәнбәлиридин ортақ бәһримән болушқа һәссә қошидиғанлиқиға ишинимиз.»

түркийә – гиретсийә оттурисидики 65 – нөвәтлик издиниш сөһбәтлириниң 25 – йанвар күни истанбулда ишқа ашурулидиғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر