макрон әрдоғанға мәктуп йоллиди

фирансийә пирезиденти еммануел макрон җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға мәктуп йоллап, 2021 – йили йавропаниң муқимлиқиға түркийәниң һәссә қошушини күтүватқанлиқини билдүрди.

1564746
макрон әрдоғанға мәктуп йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: «‹L'Opinion› гезити» ниң хәвәр қилишичә, макрон, «ковид – 19» йуқуми билән йуқумланған мәзгилдә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 19-декабир күни һал сорап йазған хетигә җавабән йоллиған мәктубида, сәмимий ипадиләрни ишләткән.

мәктупни түркчә «һөрмәтлик таййип әпәндим» дәп башлиған фирансийә пирезиденти еммануел макрон, түркийә хәлқи вә җумһур рәис әрдоғанға әң йахши тиләкләрдә болған.

«ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш мәсилисидә җумһур рәис әрдоғанниң қарашлириға қошулидиғанлиқини әскәрткән макрон, бу мәсилидә, болупму йавропа иттипақи – түркийә мунасивәтлириниң келәчики мәсилисидә сөһбәт елип бериштин мәмнун болидиғанлиқини тәкитләп мундақ дегән: «2021 – йилиниң йавропа қитәсидә түркийәниң төһпилири билән муқимлиқ орнитилған бир йил болушини үмид қилимән.»

хәвәрдә дейилишичә, икки рәһбәр, йеқинда видео конферанс васитиси арқилиқ көрүшкән.

гезитниң хәвиридә тәкитлинишичә, телефон сөһбитидә йәнә, әзәрбәйҗан – әрменийә оттурисидики тағлиқ қарабағ тоқунушиниң башлирида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған фирансийә пирезиденти еммануел макронниң көрүшүш тәлипини рәт қилған, әмма 15 айлиқ сүркилиштин кейин, 2020 – йили декабирниң оттурилири икки дөләт мунасивәтлири йахшилинишқа қарап йүзләнгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر